исраилийә ғәззәниң ғәрбий җәнубини бомбардиман қилди

исраилийә уруш айропиланлириниң ғәззәниң ғәрбий җәнубидики һамасқа тәвә бир нуқтини бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлди.

1855679
исраилийә ғәззәниң ғәрбий җәнубини бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәсиниң йазма байанатида, уруш айропиланлириниң йәр астиға җайлашқан һамас ракетамийут завутини һуҗум нишани қилғанлиқи уқтурулди.

һуҗумниң ғәззәдин исраилийәгә қаритип кечидә қойуп берилгән ракетамийутларға җавабән елип берилғанлиқи вә һуҗум нишани қилинған җайниң ғәззәдики ракетамийут ишләпчиқириш нуқтилириниң әң чоңи икәнлики билдүрүлди.

һуҗум сәвәбидин районда қаттиқ партлаш авазиниң аңланғанлиқи билдүрүлгән болсиму әмма адәм өлүш йаки йарилиниш вәқиси һәққидә һечқандақ учур берилмиди.

исраилийә армийәси буниңдин илгириму ғәззәдин исраилийәниң җәнубидики аскалан (ашкелон) шәһиригә қойуп берилгән 2 ракетамийуттин бириниң төмүр гүмбәз һава мудапиә системиси тәрипидин пачақлап ташланғанлиқини, йәнә бириниң аскаланға йеқин очуқ йәргә чүшкәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر