сәуди әрәбистан америка пирезиденти җо байдинниң зийарити үчүн тәййарлиқ қилмақта

сәуди әрәбистан падишаһи салман бин абдуләзиз америка пирезиденти җо байдинниң сәуди әрәбистанға зийарәткә келишидин илгири мисир пирезиденти абдул фәттаһ әс сиси билән район вә хәлқаралиқ мәсилиләр үстидә сөһбәтләшти.

1855146
сәуди әрәбистан америка пирезиденти җо байдинниң зийарити үчүн тәййарлиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: мисир пирезидентлиқи байанатчиси бәссам ради фейсбук һесабида елан қилған байанатида, падишаһ салман билән сисиниң телефонда музакириләшкәнликини  билдүрди.

сөһбәттә икки дөләтниң ортақ мәнпәәтигә мунасивәтлик бир қисим район вә хәлқаралиқ мәсилиләрдә пикир алмаштурулғанлиқи әскәртилди.

сәуди әрәбистан падишаһи салман йәнә, әрәб бирләшмә хәлипилики әмири муһәммәд бин зәйид әл нәһйан вә қатар әмири шәйх тамим бин һәмәд әл тани биләнму телефонда көрүшти.

америка президенти байдин түнүгүн исраилийә, пәләстин вә сәуди әрәбистанни өз ичигә алған оттура шәрқ зийаритиниң биринчи бекити исраилийәгә йетип барған иди.

байденниң 13-ийулдин 16-ийулғичә давамлишидиған оттура шәрқ зийаритиниң ахирқи күнидә, сәуди әрәбистанға берип, җиддәдә мисир, ирақ вә ийорданийәниң қатнишиши билән өткүзүлидиған парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңишиға әза дөләтләр рәһбәрлири йиғиниға иштирак қилиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر