нигерийәдә парахот көмтүрүлүп кетиш вәқәсидә өлгәнләр сани көпәйди

нигерийәниң лагос өлкисидә йүз бәргән йолучилар парахотиниң көмтүрүлүп кетиш вәқәсидә һайатидин айрилғанлар сани 17 гә йәтти.

1854396
нигерийәдә парахот көмтүрүлүп кетиш вәқәсидә өлгәнләр сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ оргиниң лагос өлкилик маслаштурғучиси ибраһим фаринлойениң ейтишичә, 8-ийул лагос өлкисиниң оҗо райониға йеқин икороду дәрйасида йүз бәргән йолучилар парахоти көмтүрүлүп кетиш вәқәсидин кейинки издәш – қутқузуш паалийәтлири давамида йәнә 15 кишиниң җәсити тепилған.

шуниң билән, қазада  һайатидин айрилғанлар сани 17 гә йәткән.

униң әскәртишичә, қазада йоқап кәткән йәнә бирқанчә кишини издәш - қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر