йапонийәниң сабиқ баш вәзири һуҗумға учриди

йапонийәниң сабиқ баш вәзири абе шинзо, нара шәһиридә өткүзүлгән бир паалийәттә қораллиқ һуҗумға учрап еғир йариланди.

1853489
йапонийәниң сабиқ баш вәзири һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләтлик телевизийәси (NHK) ниң хәвиригә қариғанда, абе шинзо,  нара шәһиридә либерал демократлар партийәси намзатиниң сайлам сәпәрвәрлик һәрикитини қоллаш мәқситидә өткүзүлгән дала паалийитидә нутуқ сөзләватқанда көкрикигә оқ тегип, еғир йариланғандин кейин, дохтурханиға орунлаштурулған.

деңиз-окйан мудапиә қисминиң сабиқ әзаси, йамагами тетсуйаниң 41 йашлиқ зораван әр, нәқ мәйдандин қечип кетишкә үлгүрмәйла һуҗумда ишләткән қорали билән бирликтә қолға чүшкән.

2012-йилдин 2020-йилғичә болған арилиқта вәзипә өтигән абе шинзо, йапонийә тарихидики әң узун вәзипә өтигән баш вәзир болғаниди.

абе шинзо, буниңдин икки йил илгири саламәтликиниң йахши болмаслиқи сәвәбидин вәзиписидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر