исраилийә пирезиденти әрдоғанниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

исраилийә пирезиденти исһақ һерзог дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, «қурбан һейт» ини тәбриклиди

1853484
исраилийә пирезиденти әрдоғанниң «қурбан һейт» ини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, исраилийә пирезиденти исһақ һерзог, «қурбан һейт» ини тәбрикләш мәқситидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилған.

түркийә – исраилийә мунасивәтлири вә районлуқ мунасивәтләр тоғрилиқму музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, җумһур рәис әрдоған, «мубарәк һейт күнлириниң һәр икки дөләт, район вә пүткүл дунйа үчүн һузур вә тинчлиқ елип келиши» гә тиләкдашлиқ билдүргән.

икки рәһбәр, өзара  сәзгүрлүкләр вә иҗабий күнтәртипкә асасән икки тәрәп мунасивәтлирини иҗабий қәдәмләр арқилиқ тәрәққий қилдуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر