дунйа сәһийә тәшкилати маймун чечики вирусидин йуқумланғучилар омумий санини елан қилди

дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори доктор тедрос аданом гебрейус, маймун чечики вирусидин йуқумланғучилар омумий санини елан қилди.

1853286
дунйа сәһийә тәшкилати маймун чечики вирусидин йуқумланғучилар омумий санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори доктор тедрос аданом гебрейус, тәшкилатниң һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, 58 дөләттики 6 миңдин артуқ кишидә маймун чечики йуқуминиң байқалғанлиқини билдүрүп: «кесәлликни тәкшүрүп ениқлаш җәһәттә йәнила қийинчилиқлар бар. бәлким нурғун бимарлар рәсмий тизимға елинмиған болуши мумкин» деди.

у, йавропаниң маймун чечики йуқуминиң мәркизи болушни давамлаштуруватқанлиқини, «омумий кесәлликниң %80 иниң йавропа дөләтлиридә көрүлгәнлики»ни әскәртти.

вирусниң африқадиму тарқалғанлиқини билдүргән баш дериктор гебрийус, африқа чоң қуруқлуқиниң һазирғичә вирус пәқәт байқилип бақмиған җайлиридиму йеңи маймун чечики бимарлириниң чиқишқа башлиғанлиқиға ишарәт қилип өтти.

 у йәнә вирусниң тарқилишиниң давамлишидиғанлиқини тәкитләп: «биз җидди әһвалларға тақабил туруш комитети йиғини ечишни пиланлаватимиз. 18-ийул йаки униңдин бурун, бу комитет йәнә бир қетим йиғин чақириду» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر