сомали йеқинқи 40 йилдин буйанқи әң еғир қурғақчилиқ дуч кәлди

сомалида йеқинқи 40 йилдин буйанқи әң еғир қурғақчилиқ йүз бәргәнлики сәвәбидин дөләттә 1 милйондин артуқ киши йемәклик вә су йетишмәслик мәсилисигә дучар болди.

1852094
сомали йеқинқи 40 йилдин буйанқи әң еғир қурғақчилиқ дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сомали маслаштурғучиси мудири адам абдәлмули сомалида һазирғичә көрүлүп бақмиған дәриҗидә әң еғир қурғақчилиқ йүз бәргәнликини тәкитлиди.

адам абдәлмули сомалидики нурғун районларниң қурғақчилиққа дуч кәлгәнликини вә дөләт нопусниң йеримиға тәң келидиған 7 милйондин артуқ кишиниң җиддий йардәмгә еһтийаҗлиқ икәнликини һәмбәһирлиди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң вәкили доктор мамунур раһман маликму йемәклик мәсилисиниң кишиләрниң саламәтликигә сәләбий тәсир көрситиватқанлиқини әскәртип, бир милйон кишиниң йемәклик вә су йетишмәсликкә мубтила болғанлиқини ейтти.

сомали һөкүмити дәриҗидин ташқири қурғақчилиқ сәвәбидин 23 - нойабирда мәмликәт миқйасида «җиддий һаләт» елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر