сомали рәһбири: «биз түркийә билән һидрокарбон сөһбитини башлидуқ»

сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд дөлитиниң һидрокарбон записи тоғрисида түркийә вә сомали һөкүмәтлириниң һәмкарлиқ сөһбити өткүзүватқанлиқини билдүрди.

1852073
сомали рәһбири: «биз түркийә билән һидрокарбон сөһбитини башлидуқ»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән 3 – 5 – ийул күнлири түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған  сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд, зийарити һәққидә елан қилған байанатида,  түркийә билән османли империйәсидин башланған тарихий мунасивәтләргә игә икәнликлирини тәкитләш билән бир вақитта, бу мунасивәтләрниң түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң 2011 – йили сомалини зийарәт қилишидин кейин қайтидин җанлинип кәткәнликини, дәрвәқә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бу зийаритиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини, җүмлидин, бу зийарәтниң дөлитиниң дунйаға йүзлиниши үчүн муһим пурсәт икәнликини әскәртип мундақ деди: «әрдоғанниң зийаритидин кейин, мәйли дөләт қуруш җәһәттин болсун, мәйли инсанпәрвәрлик  җәһәттин болсун,  мәйли бихәтәрлик җәһәттин болсун, мәйли дөләт мудапиәси җәһәттин болсун, мәйли террорчиларға қарши  күрәш җәһәттин болсун, түркийә әң қийин вақитларда бизни қоллиди. шу вәҗидин, бу бүйүк дөләт вә хәлқи биз үчүн алаһидә әһмийәткә игә.»

у, сомалиниң һидрокарбон байлиқи мәсилисигә алақидар соалға, мундақ җаваб бәрди: «нөвәттә, сомалиниң һидрокарбон йошурун күчи тоғрисида наһайити йахши санлиқ мәлуматлар бар, әмма бу санлиқ мәлуматлар йетәрлик әмәс.»

сомалиниң африқадики әң чоң деңиз қирғиқиға игә дөләт икәнликини қәйт қилған мәһмуд, пүткүл районниң техичә тәкшүрүлмигәнликини, һидрокарбон мәсилисидә түркийә билән һәмкарлиқ тоғрулуқ сөһбәт өткүзүлүватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә, технологийә, билим, учур вә техника тәҗрибиси җәһәттә интайин тәрәққий қилған дөләт. түркийә билән сомали һөкүмәтлири оттурисида һидрокарбон мәсилисидә һәмкарлишишимиз һәққидә конкрет җәрйан вә сөһбәтләр бар. бу биз үчүн әң муһим саһә. биз түркийә һөкүмитигә ишинимиз, һәмраһ сүпитидә түркийә ширкәтлиигә ишинимиз. һидрокарбон мәсилиси һәққидә һөкүмәтләр ара һәмкарлиқ мәсилисини музакирә қилишқа башлидуқ. биз нөвәттә дәсләпки басқучта болуп, һәмкарлиқ асасида һәрикәт қиливатимиз.»

геологийәлик тәтқиқатлардин мәлум болушичә, сомалида кәм дегәндә 30 милйард варил нефит вә тәбиий газ записи болуши мумкин икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر