ширнакта 2 террорчи уҗуқтурулди

ширнакниң бәйтушшәбаб наһийәси йезилирида башланған «әрән қоршави 17 – һәрбий һәрикити»  җәрйанида 2 террорчи уҗуқтурулди.

1851358
ширнакта 2 террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, «ширнакниң бәйтушшәбаб йезилирида 2022 - йили 4 – ийулда, жандарма алаһидә һәрикәт қоманданлиқи, жандарма қоманданлиқ иштаби, бәйтушшәбаб жандарма қоманданлиқ иштаби полк қоманданлиқи вә вилайәтлик жандарма қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ бихәтәрликни қоғдаш әтрити тәрипидин башланған шундақла <J-SİHA> учқучисиз айропиланлириму қатнашқан  <әрән қоршави 17 – һәрбий һәрикити>  даирисидә, икки нәпәр бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзаси  M-16 типлиқ 2 қорали вә оқ-доралири билән бирликтә уҗуқтурулди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر