путин афғанистан мәсилисини музакирә қилиш үчүн таҗикстанни зийарәт қилди

русийә пирезиденти владимир путин афғанистанда барлиқ етник гуруппиларниң дөләт һакимийитигә қатнишиши керәкликини билдүрди.

1849571
путин афғанистан мәсилисини музакирә қилиш үчүн таҗикстанни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин украина-русийә уруши башланған 24ـ февралдин буйанқи тунҗи қетимлиқ чәт әл зийаритини таҗикстандин башлиди. у пайтәхт дүшәнбидә таҗкстан пирезиденти имамәли рахман билән көрүшти.

у көрүшүшниң ахбаратқа очуқ қисмида байанат елан қилип, русийә-таҗикстан мунасивәтлириниң тәрәққий қилғанлиқини вә икки тәрәп содисиниң ешишида йилниң дәсләпки 4-3 ейида «рекорт» сәвийә йаритилғанлиқини билдүрди.

у хәвпсизлик мәсилилиригә әһмийәт беридиғанлиқлирини әскәртип: «афғанистанда вәзийәтниң йахшилиниши үчүн қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрситимиз. вәзийәтни контрол қилған күчләр билән мунасивәт орнитишқа тиришимиз. барлиқ етник гуруппилар афғанистан һакимийитигә қатнишиши керәк, дәп қараймиз. бу тоғридики тиришчанлиқлиримизни давамлаштуримиз» деди.

у афғанистандики барлиқ сийасий күчләр билән алақә қиливатқанлиқлирини, афғанистан һәйитиниң ийун ейиниң (2022) бешида петерсбург хәлқара иқтисад мунбириға қатнашқанлиқини хатириләтти.

таҗикстан пирезиденти имамәли рахман русийәниң таҗикстанниң алдинқи қатарда туридиған сода вә иқтисадий шерики болушни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

у: «йилниң дәсләпки бәш ейида өзара сода һәҗими %50 ашти. районлар арисидики һәмкарлиқлар тәрәққий қиилватиду. русийәдики 80 дин артуқ районниң таҗикстан билән сода вә башқа мунасивәтлири бар. икки дөләт оттурисидики қойуқ хәвпсизлик һәмкарлиқлар давамлишиватиду» деди.

у ахирида, путин билән афғанистанниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилишқа тәййар икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر