зеленский: «русийә дунйадики әң чоң террорлуқ тәшкилатиға айланди»

украина пирезиденти володимир зеленский русийә қисимлириниң кременчуктики ичидә 1000 дин артуқ пуқра болған бир сода мәркизигә башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

1848978
зеленский: «русийә дунйадики әң чоң террорлуқ тәшкилатиға айланди»

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң кременчуктики сода сарайға қилған һуҗумида 16 киши җенидин айрилип, 59 киши йариланди.

украина пирезиденти зеленский телеграмма адресида елан қилған байанатида, полтава райониға қарашлиқ кременчук шәһиридики бир сода мәркизигә русийә қисимлириниң башқурулидиған бомба билән һуҗум қилғанлиқини билдүрүп: «бу террорлуқтин башқа нәрсә әмәс. йәр йүзидә һечқандақ орни болмаслиқи керәк болған сараң террорчиларла бундақ җайға башқурулидиған бомба аталайду. бу һәргизму хата һалда қилинған башқурулидиған бомба һуҗуми әмәс. бу сода сарийиға қарита йахши пиланланған русийә һуҗумидур» деди.

у русийә қисимлириниң йәнә харкив шәһиригиму һуҗум қилғанлиқини вә һуҗумда 5 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 5 кичик балини қошқанда җәмий 30 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқини билдүрүп, русийәниң украина земиниға тәхминән 2800 данә башқурулидиған бомба атқанлиқиға даир мәлуматни һәмбәһирлиди.

у: «русийә дунйадики әң чоң террорлуқ тәшкилатиға айланди. бу бир һәқиқәт. буниң қануний тәрипиму болуши керәк. дунйадики һәммәйлән шуни билиши керәкки, русийәниң нефитини сетивелиш вә тошуш, русийә банкалири билән һәмкарлишиш, русийәгә баҗ тапшуруш... қатарлиқлар террорчиларға пул бәргәнлик болиду. дунйа русийәниң террорлуқни тохтиталайду вә тохтитиши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر