баңладешта су апитидә нурғун адәм өлди

баңладешта қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апәтлиридә һайатидин айрилғанларниң сани 68 гә йәтти.

1847618
баңладешта су апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: рәсмий мәлуматларға қариғанда, баңладешниң шәрқий шималиға җайлашқан силхет районида 46, шималий вә оттура мименшиң районида 18, шималий раңпур районида 4 адәм қаза қилған.

мәзкур районларда йеқинқи 3 күн ичидә давамлашқан кәлкүн апәтлири сәвәбидин, 4 миңдин артуқ киши судин йуқумлинип түрлүк кесәлликләргә гириптар болған.

апәт районлирида инсаний тирагедийәму оттуриға чиққан.

йемәк - ичмәк вә ичимлик сүйи тарқитиш паалийәтлиригә армийә мәнсуплириму қатнашқан.

пәқәт  силхет районидила 56 миң гектарлиқ шал етизлириға зийан салған кәлкүн апитидә, башқа районлардики деһқанчилиқ районлириму зийанға учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر