б д т алаһидә вәкили талибан билән дийалог орнитишниң әһмийитини оттуриға қойди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутерресниң афғанистан алаһидә вәкили рамиз әләкбәроф, талибан билән дийалог орнитишниң әһмийитини оттуриға қойди.

1847642
б д т алаһидә вәкили талибан билән дийалог орнитишниң әһмийитини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутерресниң афғанистан алаһидә вәкили рамиз әләкбәроф, хәлқара җәмийәт билән талибан оттурисидики «дийалог орнитип чүшиниш һасил қилишниң» афғанистан хәлқиниң мәнпәәтини қоғдап, район вә хәлқараниң бихәтәрликини капаләтләндүрүшниң бирдинбир йоли икәнликини оттуриға қо йди.

әләкбәроф, б д т хәвпсизлик кеңишиниң америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә чақирилған афғанистанға мунасивәтлик йиғинидики сөзидә талибанни көздә тутқан һалда: «биз йәнила һоқуқлуқ органлар билән дийалог орнитиш вә сиҗил чүшиниш һасил қилиш истратегийәсини қоллинишниң, афғанистанлиқларниң мәнпәәтини сақлап қелиш шундақла, район вә хәлқара бихәтәрликиниң алға илгирилишидики бирдинбир йол икәнликигә ишинимиз. алдимиздики айда мунасивәтлиримизниң алдин пәрәз қилиниш дәриҗисини йуқири көтүрүш үчүн сийасий мәслиһәт вә әмәлий органлар билән һәмкарлиқ орнитишни күчәйтишни нишан қиливатимиз» деди.

хәлқара җәмийәт билән талибанлар сийасий һоқуқ,  кишилик һоқуқ вә айаллар һоқуқи мәсилисидә бир-биридин йирақ болсиму, «зәһәрлик чекимликни контрол қилиш вә мина тазилаш һәрикити» қатарлиқ ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләрдә афғанистанлиқларниң турмуш сәвийәсини йуқири көтүрүш үчүн һәмкарлиқ орнитип илгириләшләрни қолға кәлтүргили болидиғанлиқини тәкитлигән әләкбәроф: «алдимиздики қийинчилиқлар көп болуп, сәвр қилишни тәләп қилиду, биз буниңға бәрдашлиқ беришимиз керәк. афғанистан хәлқи бундақ қилишқа әрзийду, биз йәнила уларниң вә хәлқара җәмийәтниң мәнпәәтини қоғдашниң бирдинбир йолиниң бу икәнликигә ишинимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

алаһидә вәкил әләкбәроф йәнә, афғанистан иқтисадиниң 8-айдин буйан 30-40 пирсәнт әтрапида чекинип кәткәнликини тилға елип, 2022- йилиниң ахирида намратлиқ нисбитиниң %97 кә өрлишиниң мумкинликини, һазир %82 аилиниң қәрз ичидә туруватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر