иран сот мәһкимиси американи 4 милйард 300 милйон доллар төләмгә һөкүм қилди
иранда бир түркүм йадро мутәхәссислириниң өлтүрүлүшигә қарита сотқа әрз сунулған болуп, америка 4 милйард 300 милйон доллар төләмгә һөкүм қилинди.
түркийә авази радийоси хәвири: иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи (ISNA) ниң хәвиригә асасланғанда, иран әдлийә дивани кишилик һоқуқ бөлүми тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, сүйиқәст билән өлтүрүлгән йадро мутәхәссислириниң аилә-тавабиатлириниң америкаға қарши сунған әрзи тоғрисида учур берилгәнлики билдүрүлгән.
байанатта: «теһран 55-хәлқ сот мәһкимиси өлтүрүлгән бир қисим йадро мутәхәссислириниң аилә-тавабиатлириниң бәзилириниң сунған әрзигә бинаән турғузулған делода, сүйиқәст билән өлтүрүш җинайити садир қилған исраилийәни хәлқара мәҗбурийитигә хилап һалда қоллап қуввәтлигән америка һөкүмитиниң 4 милйард 300 милйон доллар маддий вә мәниви төләмгә һөкүм қилинғанлиқи билдүрүлди.
сотниң америка һөкүмитигә қарши қануний өч елиш даирисидә елип берилғанлиқи билдүрүлгән байанатта йәнә, америка сот мәһкимилириниң һәр хил баһанә-сәвәбләр билән иранға қарши һөкүмләрни чиқарғанлиқи һәмдә теһран һөкүмитини вә бир қисим дөләт органлири билән тәшкилатлирини йоқ йеридә сотлап, төләм төләшкә һөкүм қилғанлиқи әскәртилди.
байанатта, иран дөлитиниң иммунитет күчигә дәхли-тәруз қилғанлиқи үчүн иран сот мәһкимилириниңму америка дөлити вә әмәлдарлириға қарши һәр хил һәқ тәләп делоси ачқанлиқи әскәртилди.