муһәммәд бин сәлман түркийә зийарити тоғрисида телеграмма тарқатти

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман түркийәгә қаратқан түнүгүнки дөләт ишлири зийаритидин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқини билдүрди.

1847142
муһәммәд бин сәлман түркийә зийарити тоғрисида телеграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи (SPA) пайтәхт әнқәрәдин айрилған тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң «қериндаш дөлитиңлардин айриливетип, мән вә һәйитимни қизғин қарши елип меһмандостлуқини изһар қилғанлиқиңлар үчүн алийлириға чоңқур рәһмитим вә миннәтдарлиқимни билдүримән» дегән сөзлирини өз ичигә алған учурини һәмбәһрилиди.

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман учурида, әнқәрә зийарити җәрйанида икки дөләт мунасивитини күчәйтиш тоғрисида сөзләшкәнликлирини, түркийә - сәуди әрәбистан мунасивитиниң «икки қериндаш дөләт вә уларниң хәлқлириниң мәнпәәтлирини көздә тутуп, районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини ашуруш мәқситидә» тәрәққий қилдурулғанлиқини тәкитлиди.

йәнә бир тәрәптин, сәуди әрәбистан таратқулири, шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң түркийә зийарити вә икки дөләтниң тарихи мунасивәтлиригә кәң орун аҗратти؛ мәркизи сәуди әрәбистанға җайлашқан «әлихбариййә» қанилиниң бу һәқтики хәвиридә, «сәуди әрәбистан билән түркийәниң мунасивәтлириниң рәһбәрләр оттурисида бесилған конкрет қәдәмләрниң йеңи бир тәрәққийат вә гүллиниш дәвриниң бешарити икәнлики» қариши оттуриға қойулди.

түркийә билән сәуди әрәбистанниң һәр қайси саһәләр бойичә күчлүк дипломатик мунасивәт арқа көрүнүшигә игә икәнликиниң тарих сәһипилиридин орун алғанлиқиға даир учурларға орун берилгән хәвәрдә, икки дөләтниң өзара һәмкарлиқиниң район характерлик мәсилиләрни һәл қилиш, терроризмға қарши күрәш вә районниң муқимлиқиға төһпә қошуш нуқтисидин муһим икәнлики, шаһзадиниң түркийә зийаритиниң тарихий мунасивәтләрни барлиқ саһәләр бойичә күчәйтиштин дерәк беридиғанлиқи тәкитләнди.

SPA ниң түркийә - сәуди әрәбистан мунасивәтлириниң күчлүк һәмдә узун тарихқа игә икәнликигә ишарәт қилинған хәвиридә болса, икки дөләт рәһбәрлириниң өзара зийарәтлириниңму мунасивәтләрниң күчини әкс әттүрүп беридиғанлиқи оттуриға қойулди.

сәуди әрәбистан гезитлири вә ташқи ишлар министирлиқиму тивиттирда бин сәлманниң түркийә зийарити һәққидә «шаһзадә түркийәдә» дегән хәткүч астида учур һәмбәһрилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر