бу қетим афғанистанниң бәдәхшан вилайитидә йәр тәвриди

афғанистанниң шәрқий шималиға җайлашқан бәдәхшан вилайитиниң мәркизи фәйзиабад шәһиридә 4.3 бал йәр тәвриди.

1847218
бу қетим афғанистанниң бәдәхшан вилайитидә йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан йәр тәврәш мәркизи байанат елан қилип, афғанистанда түнүгүн (22-ийун) йүз бәргән йәр тәврәштин кейин, бүгүн (23-ийун) бәдәхшанниң фәйзиабад шәһиридә 4.3 бал йәр тәвригәнликини билдүрди.

америка геологийәлик тәтқиқат идариси бу қетимқи йәр тәврәшниң йәрдин 220 километир чоңқурлуқта мәйданға кәлгәнликини, мәркизий нуқтисиниң бәдәхшан вилайитигә җайлашқан җурм йезисиниң ғәрбий җәнубиға 48 километир келидиғанлиқини елан қилди.

пактика вилайитидә түнүгүн йүз бәргән 5.9 бал йәр тәврәштә 1000 дин артуқ киши җенидин айрилған вә 1500 дин артуқ киши йариланған иди.

мәсул даириләр пактика вилайитиниң гийан наһийәси билән хост вилайитиниң спирәй наһийәсиниң йәр тәврәшниң әң еғир тәсиригә учриғанлиқини билдүргән иди.

йәр тәврәш мәркәз нуқтисиниң, афғанистанниң шәрқидики пакистан чеграсиға җайлашқан хост вилайитиниң ғәрбий җәнубиға 46 километир келидиған җай икәнлики қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر