украина русийәниң һуҗумлирида 324 кичик балиниң қаза қилғанлиқини уқтурди

украина баш тәптиш мәһкимиси байанат елан қилип, русийәниң украинаға қилған һуҗумлирида 324 балиниң һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

1846886
украина русийәниң һуҗумлирида 324 кичик балиниң қаза қилғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: украина баш тәптиш мәһкимиси байанат елан қилип, русийә армийәсиниң украинаға қилған һуҗумлирида 324 балиниң қаза қилғанлиқини, 592 балиниң йариланғанлиқини уқтурди.

байанатта: «донетсики районида 307, харков районида 175, кийев районида 116, чернихев районида 68, лухански районида 54, херсон районида 52, миколайев районида 48, запороҗйе районида 30, суми районида 17 кичик балиниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

баш тәптиш мәһкимиси йәнә, русийәниң һуҗумлири түпәйли украинадики кәм дегәндә 2052 маарип оргининиң талапәткә учриғанлиқини, 210 ниниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر