сири ланкада пирезидентлиқ бинасиниң кириш еғизини тосувалған 21 киши назарәткә елинди

сири ланкада иқтисадниң йахши башқуралмиғанлиқиға наразилиқ билдүрмәкчи болған вә пирезидент готабайа раҗапаксаниң истепа беришини тәләп қилип, пирезидентлиқ бинасиниң кириш еғизини тосувалған 21 киши назарәткә елинди.

1846192
сири ланкада пирезидентлиқ бинасиниң кириш еғизини тосувалған 21 киши назарәткә елинди

 

түркийә авази радийоси хәвири: «Colombopage» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, сақчилар пирезидентлиқ бинасиниң кириш еғизини вә малийә министирлиқиға тутишидиған икки нуқтини тосувалған намйишчиларни тақитивәтмәкчи болған.

сири ланка сақчилири 4 айални қошқанда, җәмий 21 намайишчини назарәткә алғанлиқини вә уларниң байанлири елинғандин кейин сотқа йоллинидиғанлиқлирини елан қилди.

алақидар мәсуллар, хәлқара пул фонди җәмийити (IMF) һәйитиниң малийә министирлиқиға пиланланған зийарити башлиништин илгири, районни намайишчилардин тазилаш үчүн тәдбир елинғанлиқини билдүрди.

иқтисадий киризисқа қарита пирезидент раҗапақса вә униң һөкүмитини әйиплигән намайишчилар, 9-декабирдин (2022) буйан пирезидентлиқ бинасиға йеқин җайда намайиш өткүзмәктә.

қәрз келишими үчүн сири ланкаға кәлгән хәлқара пул фонди җәмийити (IMF) һәйитиниң 10 күнгичә  сири ланкада учришишларда болидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

хәлқара пул фонди җәмийити (IMF) дин  4-5 милйард доллар қәрз йардәм елишни үмид қиливатқан сири ланка һөкүмити хәлқара пул фонди җәмийити билән тунҗи сөһбәтни апрелда (2022) башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر