боррел: русийә киризис пәйда қилип «гунаһ»ни йавропаға артип қоймақчи

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел, русийәниң ғәрәзлик һалда йәр шари характерлик ашлиқ киризиси пәйда қилип, йавропа иттипақи җазалирини буниң җавабкари қилип көрситишкә урунуватқанлиқини ейтти.

1846145
боррел: русийә киризис пәйда қилип «гунаһ»ни йавропаға артип қоймақчи

түркийә авази радийоси хәвири: лийуксембургда өткүзүлгән йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин ахбаратқа байанат бәргән боррел, украина експортиға тосқунлуқ қиливатқан тәрәпниң йавропа иттипақи әмәс, бәлки русийә икәнликини тәкитләп: «портлар, ашлиқ запаслири вә қатнаш ул әслиһәлиригә биз әмәс, русийә зийан йәткүзүватиду» деди.

боррел, буниңға «русийәниң дунйада ачарчилиқ (киризиси) пәйда қилиш үчүн ташлиған мәқсәтлик бир қәдими» дәп баһа берип, москва һөкүмитиниң, қилмишлириниң ақивитигә йавропа иттипақи җазалириниң җавабкар икәнлики қаришини тәшвиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.

боррел комитетниң африқа дөләтлири ташқи ишлар министирлири билән барлиқ пул-муамилә вә иқтисадий актийорларға бу әһвални чүшәндүрүп мәктуп йоллишини тәләп қилғанлиқиға ишарәт қилип, мәктупта, ашлиқ вә оғутниң йавропа иттипақи җаза даирисиниң сиртида икәнликини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

җосеп боррел, саһел районидики йемәклик бихәтәрликини һәл қилиш үчүн 1 милйард йавро иқтисад билән тәминләшни вәдә қилғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر