америкада қораллиқ һуҗум йүз бәрди

америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда көп санлиқтин тәшкил тапқан бир гуруппа қатнашқан консерт җәрйанида йүз бәргән җедәл - маҗира давамида бир киши оқ тегәп җенидин айрилди.

1845549
америкада қораллиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: вашингитон сақчи идарисиниң башлиқи роберт континиң байанатиға қариғанда, көп санлиқтин тәшкил тапқан  бир гуруппа қатнашқан консерт җәрйанида намәлум сәвәб билән  җедәл - маҗира йүз бәргән.

җедәл – маҗираға арилашқан гуруппилар арисидики кимлики ашкариланмиған киши йаки кишиләрниң қорал ишлитиши нәтиҗисидә, вәқәгә мудахилә қилған бир сақчи вә нәқ мәйдандики 3 кишигә оқ тегәип, йариланған. йариланғанлардин 15 йашлиқ йаш һайатидин айрилған, башқа йаридарлар билән сақчи дохтурханиға орунлаштурулған болуп, йаридарларниң әһвали йахши икән.

континиң билдүрүшичә, вәқә тәкшүрүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر