москва, русийәниң финландийә вә балтиқ дөләтлиригә тәһдит елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков америка CNN қанилиниң соаллириға җаваб бәрди.

1844655
москва, русийәниң финландийә вә балтиқ дөләтлиригә тәһдит елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков американиң CNN қанилиниң зийаритини қобул қилип, күнтәртиптики мәсилиләргә даир соалларға җаваб бәрди؛ у, москваниң балтиқ деңизи дөләтлири вә финландийәгә тәһдит әмәсликини, шуңа финландийә билән шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушиниң йавропа қитәсиниң бихәтәрликигә һечқандақ қошумчә пайда елип кәлмәйдиғанлиқини, әксичә, бу әһвалниң җиддийчиликни техиму улғайтиветидиғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر