русийәниң украинаға қилған һуҗумлири җәрйанида 313 бала қаза қилди

русийәниң украинаға қаратқан һуҗумлирида кәм дегәндә 313 бала қаза қилди.

1843540
русийәниң украинаға қилған һуҗумлири җәрйанида 313 бала қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина баш тәптиш мәһкимиси байанат елан қилип, русийә армийәсиниң украинаға қилған һуҗумлири нәтиҗисидә 313 балиниң қаза қилғанлиқини, 579 балиниң йариланғанлиқини уқтурди.

украина баш тәптиш мәһкимисиниң мәзкур байанатида, украинаниң донетсик районидики 291, харков районидики 169, кийев районидики 116, чернихев районидики алтә, луханск районидики 54, херсон районидики 52, миколайев районидики 48, запориҗйа районидики 30 вә суми районидики 17 балиниң урушниң тәсиригә учриғанлиқи оттуриға қойулди.

баш тәптиш мәһкимиси йәнә, русийәниң һуҗумлири нәтиҗисидә украинадики кәм дегәндә 1885 маарип аппаратиниң бузулғанлиқини, 194 иниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини билдүрди.

байанатта, буларниң җәзмләшкән санлиқ мәлуматлар әмәслики, вақитлиқ ишғал қилинғандин кейин азад қилинған районлардики тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқиға даир учурларғиму  орун берилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر