русийә 49 әнгилийәликни ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимликигә киргүзди

русийә журналистлар, мудапиә санаитиниң йуқири дәриҗилик башқурғучилири вә һәрбийләрни өз ичигә алған 49 әнгилийәликни ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимликигә киргүзди.

1843320
русийә 49 әнгилийәликни ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимликигә киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, әнглийә һөкүмитиниң, русийәниң алдинқи қатардики журналистлири вә мудапиә санаити саһәсиниң вәкиллиригә ембарго йүргүзгәнлики әскәртилиш билән биргә, буниңға җаваб тәриқисидә,  әнглийәниң асаслиқ ахбарат тәшкилатлирида хизмәт қилидиған журналистлар, башқурғучилар, мудапиә санаитиниң йуқири дәриҗилик мәсуллири, мудапиә лобисиниң әзалири вә қораллиқ қисимларниң вәкиллири қатарлиқ 49 кишиниң ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимликигә киргүзүлгәнлики, бу кишиләрниң русийә федератсийәси земиниға киришиниң чәкләнгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, бу кишиләрниң исимлиригиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر