боснийә-гертсеговинада партизан хатирә қәбристанлиқиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

боснийә-гертсеговинаниң җәнубидики мостар шәһиригә җайлашқан партизан хатирә қәбристанлиқиға намәлум кишиләр тәрипидин һуҗум қилинди.

1843689
боснийә-гертсеговинада партизан хатирә қәбристанлиқиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: боснийә-гертсеговинаниң дөләт йадикарлиқлиридин бири һесаблинидиған қәбристанлиққа қилинған һуҗумда, райондики барлиқ қәбрә ташлири бузғунчилиққа учриди.

мостардики нор фашистлиққа қарши әскәрләр җәмийитиниң рәиси сеад диҗулик ахбаратқа бәргән байанатида, вәқә һәққидә җинайи ишлар сотиға әрз сунушқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини билдүрүп: «қәбристанлиққа бузғунчилиқ қилғанларниң исим-фамилисини елан қилимиз. һазирға қәдәр қилинған әң чоң һуҗумға дуч кәлдуқ» деди.

йәрлик таратқуларниң хәвәрлиридә, партизан хатирә қәбристанлиқида 700 қәбрә тешиниң барлиқи билдүрүлди.

мостар шәһәр башлиқи марийо кордич қәбристанлиқниң йеңилинидиғанлиқини ейтти.

мостарда 1965-йили селинған қәбристанлиқта иккинчи дунйа уруши җәрйанида (1939-1945) йугославийә үчүн күрәш қилған партизанларниң қәбрисиниң барлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر