филиппин маска түзүмигә бойсунмиғанларниң назарәт астиға елиниш еһтимали барлиқини билдүрди

филиппин һөкүмити, ковид-19 йуқуминиң алдини елиш тәдбирлири даирисидә аммиви сорунларда маска тақимиған кишиләрниң назарәт астиға елиниш мумкиничлики барлиқини уқтурди.

1842652
филиппин маска түзүмигә бойсунмиғанларниң назарәт астиға елиниш еһтимали барлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: филиппин ички ишлар министири мәслиһәтчиси епимако дәнсиң, ковид -19 йуқуми пәсәйгән болсиму, әмма мәмликәтлик җиддий қутқузуш мулазимәтлириниң йәнила наһайити зич болуватқанлиқини ейтти.

у, пирезидент родриго дутертениң «аммиви сорунларда маска тақаш» буйруқиға бойсунмиғанларниң назарәт астиға елиниш еһтимали барлиқини тәкитлиди.

денсиң себу өлкиси валийси гвендолин гарсийаниң, халиғанларниң маска тақиши тоғрисидики қарариға ишарәт қилип, мәзкур өлкини өз ичигә алған барлиқ аммиви сорунларда маска тақаш мәҗбурийитигә бойсунушниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

бу җәрйанда, филиппин сәһийә министирлиқи байанат елан қилип, өткән һәптә йуқумланғучилар саниниң көпийип кәткәнликини, әмма кесәлликни йеник һаләттә йәңгәнликини билдүрди.

филиппинда йеқинқи 24 саәт ичидә 386 адәмдә йуқум байқалди, йуқум сәвәблик адәм өлүш әһвали көрүлмиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر