нигерийәдә меңә пәрдә йаллуғи йуқуми тарқалди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң җигава өлкисидә меңә пәрдә йаллуғи йуқуми тарқилип 65 адәм қаза қилди.

1840927
нигерийәдә меңә пәрдә йаллуғи йуқуми тарқалди

түркийә авази радийоси хәвири: җигава өлкилик сәһийә министирлиқи әмәлдари малам самайла мәһмуд, нигерийә-негир чеграсиға җайлашқан җигава өлкисидә өткән айниң мабәйнидә 280 кишидә меңә пәрдә йаллуғи байқалғанлиқини, бимарларниң 65 иниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

у, өлкиниң көплигән җайлирида йуқум сәвәбидин нурғун кишиниң аңлаш сезимини йоқатқанлиқини, алақидар тармақларниң йуқумни контрол қилиш хизмитини башлиғанлиқини байан қилип, бойун вә баш ағриқи барларниң дәрһал дохтурханиға келип өзлирини тәкшүртүши керәкликини ейтип агаһландурди.

игилинишичә, меңидин башлап пүтүн бәдәнгә тәсир көрситидиған меңә пәрдә йаллуғи һава арқилиқ тарқилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر