байдин билән трудо русийәгә давамлиқ ембарго йүргүзүлидиғанлиқи тоғрулуқ сигнал бәрди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән канада баш министири җастин трудо русийәгә қаритилған ембарго лар вә украинаға бериливатқан йардәмләрни давамлаштуруш тоғрулуқ сигнал бәрди.

1840952
байдин билән трудо русийәгә давамлиқ ембарго йүргүзүлидиғанлиқи тоғрулуқ сигнал бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән канада баш министири җастин трудо, лос анҗелеста чақирилған «9 – нөвәтлик америка дөләтлири башлиқлар йиғини» даирисидә бир йәргә җәм болуп, районлуқ һәмкарлиқ, «ковид – 19» йуқуми, көчмәнләр вә ғиза бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип барған.

икки рәһбәр, русийә – украина уруши даирисидә русийәгә қаритилған ембарголарниң давамлаштурулушини әһдә қилған, һәмдә урушта еғир талапәткә учриған милйонларчә украиналиққа иқтисадий, тәрәққийат вә инсанпәрвәрлик җәһәттин йардәм бериш тиришчанлиқлири һәққидә өзара пикир алмаштуруп,  украинаға мудапиә җәһәттин давамлиқ йардәм беридиғанлиқлирини тәкитлигән.

русийәгә қаритилған ембарголар мәсилисидә һәмкарлиқ орнатқанлиқи үчүн, канадани тәбриклигән байдин, трудо билән мушу айниң ахирлири мадридта чақирилидиған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинида бир йәргә җәм болушни төт көз билән күтүватқанлиқини қәйт қилған.

икки рәһбәр, һәм зәнҗирсиман тәминләш ширкәтлири мәсилиси һәмдә 2050-йилиға барғанда «нөл карбон қойуп бериш» нишани тоғрулуқ музакирә елип барған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر