русийә 61 америкалиқ үчүн ембарго йүргүзүшни қарарлаштурди

русийә ташқи ишлар министирлиқи америка қошма иштатлири малийә министири җанет йеллен вә енергийә министири җеннифер гранхолмни өз ичигә алған 61 америка пуқраси үчүн ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

1838911
русийә 61 америкалиқ үчүн ембарго йүргүзүшни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, америка қошма иштатлириниң рус сийасийонлар, карханичилар вә җамаәт әрбаблириға қарита даирисини үзлүксиз  кеңәйтиватқан ембарголириға җаваб тәриқисидә, 61 америка пуқрасиға русийәгә киришиниң мәңгүлүк чәкләнгәнлики билдүрүлди.

бу ембаргониң һәрбий санаәт саһәсиниң йуқири дәриҗилик башқурғучилири, ахбарат мунбәрлири вә баһалаш органлириниң мәсуллири, айропилан вә парахот ширкәтлириниң башқурғучилирини өз ичигә алидиғанлиқи әскәртилгән байанатта,  русийәниң тор һуҗуми елип барғанлиқи тоғрисидики дәваларни тарқатқан америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи әмәлдарлириниңму бу тизимликтин орун алғанлиқи қәйт қилинди.

ембарго тизимликидин ақсарайдики учур - алақә директори кәйт беддиңфилид қатарлиқ бир қисим әмәлдарларниң исимлириниңму орун елиши диққәт қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر