һиндистан 4000 километир мусапигә йетип баридиған бир башқурулидиған бомбисини синақ қилди

һиндистан 4000 километирлиқ мусаписигә йетип баридиған йадро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә «агни-4» намлиқ башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик синақ қилди.

1838937
һиндистан 4000 километир мусапигә йетип баридиған бир башқурулидиған бомбисини синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «оттура мусапилик баллистик башқурулидиған бомба <агни-4>, шу йәр вақти тәхминән 19:30 әтрапида одиша өлкиси тәвәликидики абдулкалам арилидин мувәппәқийәтлик қойуп берилди» дегәнләрни қәйт қилди.

башқурулидиған бомба синиқиниң «истратегийәлик күчләр қоманданлиқи астида елип берилған даимлиқ мәшиқләрниң бир қисми» икәнлики тәкитләнди.

министирлиқниң байанатида йәнә, синақниң һиндистанниң «ишәнчлик һәмдә һәрбий җәһәттә йалтайтиш иқтидариға игә болуш сийасити»ни испатлиғанлиқиға ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر