п к к ирақниң духок шәһиридә пәшмәргә қисимлириға һуҗум қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ирақниң духок шәһиридә ирақ курд районлуқ һөкүмитигә тәвә  пәшмәргә қисимлириға һуҗум қилди.

1838079
п к к ирақниң духок шәһиридә пәшмәргә қисимлириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәшмәргә зеревани қоманданлиқ иштаби һәрикәт мәсули майор генерал салар теймур мухбирларға духокниң амиди наһийәсигә қарашлиқ кани маси тармақ районида йүз бәргән п к к һуҗумиға алақидар байанат елан қилди.

майор генерал салар теймур, «бүгүн кәчтә п к к әзалири кани маси райониниң гамнерки теғида пәшмәргә қисимлири җайлашқан орунға һуҗум қилди. һуҗумда ракетамийот вә BKC (аптоматик қорал) ишлитилди» деди.

салар теймур һуҗумниң пәшмәргә қисимлири тәрипидин чекиндүрүлгәнликини, һуҗумда өлүм-йетим вә йарлинишниң көрүлмигәнликини әскәртти.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к өткән йили (2021-йили) 5- ийундиму духокниң амиди наһийәсидә пәшмәргә қисимлириға тузақ қурған вә һуҗум нәтиҗисидә 5 пәшмәргә әскири қаза қилип, 7 пәшмәргә йариланған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر