п к к ниң сүрийә миллий армийәсиниң чегра линийәлиригә һуҗум қилиш тәшәббусиниң алди елинди

сүрийәниң шималидики мунбич наһийәсиниң йезилирида мәвҗудийитини давамлаштуруватқан террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к ниң сүрийә миллий армийәсиниң һәләб вилайитиниң баб наһийәсидики  алдинқи сәп линийәсиигә һуҗум қилиш тәшәббусиниң алди елинди.

1838249
п к к ниң сүрийә миллий армийәсиниң чегра линийәлиригә һуҗум қилиш тәшәббусиниң алди елинди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к, түркийә армийәси тәрипидин «фират қалқини» һәрбий һәрикити арқилиқ терроризмдин тазиланған баб наһийәсиниң шәрқидики әҗәм йезисида, йерим кечидә сүрийә миллий армийәсиниң алдини сәп линийәлиригә һуҗум қилишқа урунди.

сүрийә миллий армийәсиниң еғир типлиқ қорал – йарағлар билән җаваб қайтуруши нәтиҗисидә еғир талапәткә учриған террорчилар, тәхминән 2 саәт давамлашқан тоқунушлардин кейин, чекинишкә мәҗбур болди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к, ишғалийити астидики мунбич наһийәсидә пат - пат оғрилиқчә вә ракетамийот һуҗумлирини елип бериш билән дөләтниң шималида түркийә тәрипидин давамлаштурулуватқан һәрбий һәрикәтләр арқилиқ бәрпа қилиниватқан бихәтәр районларға тәһдит салмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر