хитай парахотлири йапонийә деңиз тәвәликигә кирди

хитайниң төт данә саһил бихәтәрлик һәрбий парахотиниң шәрқий деңиздики талаш-тартишлиқ сенкаку араллириниң әтрапида йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики билдүрүлди.

1837033
хитай парахотлири йапонийә деңиз тәвәликигә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә окинава иштати наһа наһийәсигә җайлашқан 11-район саһил бихәтәрлик қоманданлиқ мәркизи хитай һәрбий парахотлириниң йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, хитай парахотлири шу йәр вақти 10.40 өткәндә йапонийә деңиз тәвәликигә киргән болуп, утсури арилиниң ғәрбий җәнубиға 25 километир келидиған җайда, йәни йапонийә деңиз тәвәликини өз ичигә алған талаш-тартишлиқ районда йапонийә белиқчи парахотлириға йеқинлашқан.

байанатта, хитай парахотлириниң йапонийә саһил бихәтәрлик парахотлириниң райондин чиқип кетиш тоғрисидики агаһландурушлири нәтиҗисидә, райондин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

йапонийә н һ к агентлиқи хитай парахотлириниң бу йил (2022) тоққуз қетим йапонийә деңиз тәвәликигә киргәнликини хәвәр қилди.

шәрқий деңизда, йапонийә «сенкаку», хитай «дйавйү» дәп атайдиған тақим араллар, бәш арал вә үч қийалиқтин тәркип тапиду. адәм йашимайдиған тақим араллар узун вақиттин буйан икки дөләт оттурисида игилик һоқуқ талаш-тартишлириға сәвәб болуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر