данийә билән шиветсийә украинаға һәрбий йардәм бәрди

данийә украинаға 2 милйард крон (тәхминән 290 милйон доллар) қиммитидә һәрбий йардәм қилди.

1835209
данийә билән шиветсийә украинаға һәрбий йардәм бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: данийә дөләт телевизийәси д р (DR) ниң хәвиридә билдүрүлишичә, данийә дөләт мудапиә министири мортен бодсков (Morten Bodskov) украинаға 2 милйард крон қиммитидә қорал-йарағ вә башқа һәрбий үскүниләрдин тәркип тапқан йардәмләрниң йәткүзүлгәнликини елан қилди.

шиветсийә һөкүмитиму украинаға мәхпий һалда йеңи һәрбий йардәмләрни әвәтидиғанлиқини җакарлиди. шиветсийә һөкүмәт тор бетидики байанатта, украинаға йуқири нисбәттә һәрбий йардәм берилидиғанлиқини, мәхпийәтлик сәвәбидин йардәм миқдариниң елан қилинмайдиғанлиқи әскәртилди.

шиветсийә илгири украинаға 5 миң данә «AT4» танка атар, 5 миң данә оқ өткүзмәйдиған җилиткә, 5 миң данә полат қалпақ вә 135 миң әскәргә йетидиған тәййар йемәк-ичмәк әвәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر