лавров: түркийә сүрийәдә йүз бериватқан ишларға қарап туралмайду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров түркийәниң сүрийәдә йүз бериватқан ишларға қарап туралмайдиғанлиқини ейтти.

1834018
лавров: түркийә сүрийәдә йүз бериватқан ишларға қарап туралмайду

түркийә авази радийоси хәвири: лавров, русийәниң «‹Russia Today› телевизийәси» ниң әрәбчә тор бетидә елан қилинған сөһбәт хатирисидә, русийәниң сүрийәдә турушлуқ күчлири һәққидә тохтилип мундақ деди: «бизниң сүрийәдики һәрбий мәвҗудийитимиз бу дөләтниң рәсмий дөләт башлиқи вә қанунлуқ һөкүмәтниң тәлипигә бинаән болуватиду. дәрвәқә, биз сүрийәдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати әһдинамисигә уйғун шәкилдә һәрбий мәвҗудийитимизни давамлаштуруватимиз. биз бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2254 – номурлуқ қарарини иҗра қиливатимиз.»

сүрийәдә охшимиған дөләтләрниң күчлири барлиқини әскәрткән лавров, мундақ дәп көрсәтти: «америка қошма иштатлири әскәрлири, һазирму <фират дәрйаси> ниң шәрқий қирғиқиниң көп қисмини ишғал қиливатиду. дәрвәқә, америкалиқлар у йәрдә аталмиш дөләт қурушқа урунуватиду, бөлүнүшни қоллаватиду вә райондики ирақлиқ кордларниң бир қисминиң һес – туйғулирини суйиистемал қиливатиду. бу шәкилдә ирақлиқ вә сүрийәлик кордларни бирләштүргән қурулмида киризис пәйда қиливатиду. дәрвәқә, бу әһвал районда җиддийликкә сәвәб болуватиду. түркийәниң бу өзгиришләргә қарап туралиши мумкин әмәс. биз сақлиниватқан мәсилиләрниң сүрийәниң мустәқиллиқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш асасида һәл қилинишини үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر