украина русийәниң талапәтлиригә даир санлиқ әң йеңи мәлуматларни елан қилди

украина баш қоманданлиқ иштаби, русийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә 100, уруш башланғандин буйан җәмий 29 миң 450 әскиридин айрилип қалғанлиқини билдүрди.

1832386
украина русийәниң талапәтлиригә даир санлиқ әң йеңи мәлуматларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина баш қоманданлиқ иштаби, русийә армийәсиниң 24 - февралдин 25 - майғичә болған җәрйандики талапәтлиригә даир санлиқ мәлуматларни елан қилди؛ байанат көрситилишичә, русийә армийәси йеқинқи 24 саәт ичидә 100 әскәр, 1 айропилан, 11 учқучисиз һава аппарати, 3 танка вә 19 броневик аптомобилидин؛ уруш башланғандин буйан болса, җәмий 29 миң 450 әскәр, 206 айропилан, 170 тик учар, 1305 танкисидин айрилип қалған.

русийә армийәсиниң 2218 машина, 13 парахот, йеник типлиқ тез сүрәтлик кемә вә 491 учқучисиз һава аппаратидинму айрилип қалғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта,  русийә қойуп бәргән 112 башқурулидиған бомбиниң украина һава мудапиә қисимлири тәрипидин етип чүшүрүветилгәнлики билдүрүлди.

байанатта йәнә, русийә армийәсиниң дөләтниң шәрқидики қуруқлуқ һәрикитигә йардәм бериш үчүн һава һуҗумлирини күчәйткәнлики қәйт қилинди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқи 25-март байанат елан қилип, украинадики урушта 1335 рус әскириниң өлгәнликини уқтурғаниди.

русийә армийәси 24-феврал украинаға бесип кирип, ишғал һәрикити башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر