иран пирезиденти җазаларни пассиплаштуруш мәркизи қурғанлиқлирини билдүрди

иран пирезиденти ибраһим рәиси, дөлитиниң тәрәққийатиға капаләтлик қилиш үчүн америка қошма иштатлириниң бир тәрәплимә җазалириниң бикар қилинишини күтүп турмастин, җазаларни пассиплаштурушқа әһмийәт беридиғанлиқлирини ейтти.

1832370
иран пирезиденти җазаларни пассиплаштуруш мәркизи қурғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәсмий хәвәр агентлиқи —IRNA ниң хәвиригә қариғанда, пирезидент рәиси, қум шәһиридә диний әрбабларниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән паалийәттики син көрүнүшлүк нутуқи җәрйанида, австрийәниң пайтәхти вийеннадики йадро сөһбити вә дөлитиниң американиң җазалириға қарши туруш йоллири һәққидә тохтилип: «сөһбәтләрни давамлаштуримиз, әмма башқиларниң бизгә вакалитән қарар чиқиришини күтүш арқилиқ дөләтниң гүллинишини тохтитип қоймаймиз» дегән.

рәиси һөкүмәтниң иран рәһбири айәтуллаһ әли хамәней елан қилған «җазаларни пассиплаштуруш» истратегийисини иҗра қиливатқанлиқини билдүрүп: «биз җазаларни бикар қилиштинму муһим болған <җазаларни пассиплаштуруш> үчүн бир мәркәз қурдуқ. нөвәттә, бу мәркәз наһайити үнүмлүк хизмәтләрни қиливатиду» дегәнләрни қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر