коломбийә украиналиқ әскәрләрни тәрбийәләп бериду

коломбийә украиналиқ әскәрләрни мина тазилаш саһәсидә тәрбийәләп бериду.

1831409
коломбийә украиналиқ әскәрләрни тәрбийәләп бериду

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийә дөләт мудапиә министири дийаго молано, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, 11 һәрбий инженерниң, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза бир дөләткә берип, украина әскәрлирини мина тазилаш саһәсидә тәрбийәләйдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, русийә 24 – феврал күни уруш елан қилған украинаға пәқәт инсанпәрвәрлик йардәм җәһәттинла әмәс, мина тазилаш саһәсидиму давамлиқ йардәм бериш ирадилириниң қәтийликини, чүнки коломбийәниң әркинлик вә инсаний қиммәтләргә наһайити зор әһмийәт беридиған дөләт икәнликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر