шиветсийә баш министири, түркийә билән өткүзүлүватқан сөһбәтләрниң вақит алидиғанлиқини билдүрди

шиветсийә баш министири магдалена андерсон, түркийә билән өз дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши тоғрисидики сөһбәтләрниң давам қиливатқанлиқини билдүрди.

1830933
шиветсийә баш министири, түркийә билән өткүзүлүватқан сөһбәтләрниң вақит алидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә баш министири магдалена андерсон, түркийә билән өз дөлитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуши тоғрисидики сөһбәтләрниң давам қиливатқанлиқини вә сөһбәтләргә бир аз вақит кетидиғанлиқини билдүрди.

андерсон шиветсийә рәсмий хәвәр агентлиқи — TT билән өткүзгән сөһбити җәрйанида, түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болуш мәсилиси тоғрисидики мәйдани тоғрисида тохталди.

у, дөлитиниң түркийә билән болған сөһбәтни давамлаштуридиғанлиқини байан қилип: «мән бу һәптә ахирида җумһур рәис (рәҗәп таййип) әрдоған билән йахши вә иҗабий сөһбәт өткүздүм. шиветсийә билән финландийә йеқин кәлгүсидә түркийә билән болған икки тәрәплик вә үч тәрәплик сөһбәтләрни давамлаштуриду, әмма сөһбәтләргә бир аз вақит кетиду» деди.

магдалена андерсон, өзиниң түркийә билән өткүзүлидиған сөһбәтләрни тәқәззалиқ билән күтүватқанлиқини тилға елип, шиветсийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ни террорлуқ тизимликигә киргүзгән тунҗи дөләтләрниң бири икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر