шиветсийә түркийәгә дипломатийә һәйити әвәтишни қарар қилди

шиветсийә һөкүмити, шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болуш мәсилисини музакирә қилиш үчүн түркийәгә дипломатийә үмики әвәтишни қарар қилғанлиқини уқтурди.

1827330
шиветсийә түркийәгә дипломатийә һәйити әвәтишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә ташқи ишлар министири ән линде, һакимийәт бешидики сотсийал демократлар партийәсиниң <дөләтниң натоға әзалиқ илтимаси сунуш тоғрисидики қарари> үстидә сөһбәт елип бериш үчүн  пат йеқинда пайтәхт әнқәрәгә вәкилләр өмики әвәтилидиғанлиқини әскәртти.

у, русийәниң, шивитсийәниң натоға әза болуш илтимасиға қарита билдүргән инкасиға  баһа берип: «русийә һава тәвәликимизгә дәхли қилди, бизниң натсист икәнликимиз тоғрисида учур булғаш паалийити елип барди.«тор һуҗумлири көпийиду, чегримизда һәрикәтлиниш пәйда болиду» деди.

сотсийал демократлар партийәси түнүгүнки йиғинида, дөләтниң натоға әзалиқ илтимаси сунуши тоғрисида қарар мақуллиғаниди.

йәнә бир тәрәптин, натоға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң берлинда чақирилған ғәрий рәсмий йиғини җәрйанида шиветсийәлик мәнсәпдиши линде билән көрүшкән министир мәвлүт чавушоғлу, нато йиғиниға кириштин бурун бәргән байанатида, шиветсийә билән финландийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни очуқ – ашкара қоллайдиғанлиқини тәкитләп: «барлиқ агаһландурушимизға қаримай, көзимизниң алдида йүз бериватқан бу әһвал өз нөвитидә хәлқимизниң һессийатиға пассип тәсир көрсәтмәктә. шуңлашқа, иттипақдаш дөләткә айлинидиған дөләт бизгә һәр күни һуҗум қиливатқан, әскәрлиримиз вә сақчилиримизни шеһит қиливатқан террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ни қоллимаслиқи керәк» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر