палудин йәнә қуран кәримни көйдүрди

данийәлик ирқчи кәскин йөнилиш партийәси рәһбири расмус палудан  шиветсийәниң вастра гөталанд районида йәнә қуран кәримни көйдүрди.

1826508
палудин йәнә қуран кәримни көйдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ирқчи палудан, шиветсийәниң вастра гөталанд районида, мусулманларниң нопуси көп болған фролунда, борас вә троллһаттан қатарлиқ олтурақ районлирида, сақчиларниң қоғдиши астида қуран кәримни көйдүрди.

қарши тәрәп намайишчилири наразилиқ билдүргән иғвагәрчиликтә, тәхминән 100 сақчи палуданни қоғдиди, шиветсийә ахбарат идариси (SEPO) ниң 10 пуқрачә кийингән сақчисиму уни қаттиқ қоғдиди.

расмус палуданни, иғвагәрчилик қилип, қуран кәримни көйдүридиған җайға, 20 сақчи машиниси шиветсийә ахбарат идарисиға аит оқ өтмәйдиған биронивик аптомобил билән елип барди.

борастики иғвагәрчилик җәрйанида, қарши тәрәп намайишчилиридин сақчилар тәрипидин тосувелинған 6 киши,  дәрйаға сәкрәп палуданниң йениға бармақчи болди. палуданниң йениғичә су үзүп  барған намайишчилар назарәт астиға елинди, бири қолға елинди.

расмус палудан қуран кәримни көйдүрүватқанда, қарши тәрәп намайишчилиридин йиғлап һошидин кәткәнләр болди.

һәм данийә һәм шиветсийә пуқраси болған палудан, данийәниң охшимиған шәһәрлиридә, 2017 – йилдин буйан қуран кәримни көйдүрүштәк иғвагәрчиликләрдә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر