һиндистанда әзан чәкләнди
һиндистанниң махараштира өлкисидә җамәләрдә әзан чәкләнди.
1825458
![һиндистанда әзан чәкләнди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/bb27/5db5/b540/627b7caf3f123.jpg?time=1718496156)
түркийә авази радийоси хәвири: махараштира өлкисидә, һиндиларниң әзандин шикайәтчи болушидин кейин, 900 дин артуқ җамәдә әзанниң чәклиниши қарар қилинди.
бомбайда мусулманлар бу қарарға наразилиқ билдүрүп, кочиларда үнлүк авазда әзан товлиди.
мәлуматларға қариғанда, махараштира өлкисидә 10 милйон мусулман йашайдиған болуп, тәхминән бир йерим милйард нопуслуқ һиндистандики мусулманларниң омумий сани 200 милйон икән.
алдинқи айда бу дөләтниң карнатака өлкисидики мәктәпләрдә йағлиқ чегиш чәкләнгән, пүтүн өлкә миқйасида талаш – тартишлар вә кәң көләмлик намайишлар елип берилғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини байаннамәси елан қилинди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/88fc/55f6/1436/666d338a35568.jpg?time=1718496157)
7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини байаннамәси елан қилинди
50 – нөвәтлик 7 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини байаннамә елан қилиниш билән ахирлашти.