кувәйт баш министири вә  кабенитиниң истепанамиси қобул қилинди

кувәйт әмири шәйх наваф әһмәд әл-җабир әл сабаһ алдинқи айда шәйх сабаһ халид әл һамид рәһбәрликидики һөкүмәтниң бәргән истепанамисини қобул қилди.

1824897
кувәйт баш министири вә  кабенитиниң истепанамиси қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: кувәйт рәсмий хәвәр агентлиқи KUNA ниң хәвәр қилишичә, баш министир вә һөкүмәттики министирларниң истепасиниң қобул қилинғанлиқиға даир қарарнамә елан қилинған.

қарарнамида, баш министир вә башқа министирларниң йеңи һөкүмәт қурулғанға қәдәр вәзиписини давамлаштуридиғанлиқи билдүрүлгән.

баш министир һамид 5-апрелда (2022) пайтәхтниң җәнубидики һавали өлкисигә җайлашқан бәйан сарийида тәхт вариси шаһзадә шәйх мәшәл әл әһмәд әл-җабир әс-сабаһ билән учришип, кабинетниң истепанамисини тапшурған.

хәвәрдә, һөкүмәтниң истепа беришидики сәвәб тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

парламентта «асасий қанунға хилап қилмишларни садир қилиш вә қанун чиқириш аппаратлири билән һәмкарлашмаслиқ» җинайити билән әйиплинип, парламентқа ишәнчсизлик илтимаси сунулған баш министир һамид тәхминән бир һәптидин кейин истепа бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر