конгода алтун каниға қилинған қораллиқ һуҗумда 50 киши қаза қилди

конго демократик җумһурийитиниң итури өлкисидә бир алтун каниға қилинған һуҗумда кәм дегәндә 50 киши қаза қилди.

1823801
конгода алтун каниға қилинған қораллиқ һуҗумда 50 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийитиниң итури өлкисигә қарашлиқ мамбилиде йезисида конго тәрәққийат һәмкарлиқ копратипи әзалири алтун каниға һуҗум қилди.

итури өлкилик аммиви тәшкилат гуруппилири башлиқи жан боско байанат елан қилип, «һуҗумда кәм дегәндә 50 пуқра қаза қилди. өйләргә от қойуп берилди. конго тәрәққийат һәмкарлиқ копратипиниң қораллиқ унсурлири қирғинчилиқ қилди» деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң доклатиға асасланғанда, конго тәрәққийат һәмкарлиқ копратипиниң қораллиқ унсурлири 2021-йили 400 дин артуқ адәмни өлтүргән болуп, итури вә қошна шималий киву өлкисидики һуҗумлар сәвәбидин һөкүмәт 2021-йили майда икки шәһәрни қоршавға алғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر