җәнубий корейәдә әтә йеңи пирезидент вәзипә башлайду

мон җаин вәзиписини 10-майдин башлап йеңи пирезидент йон сук йеолға тапшуруп беридиған болуп,  пайтәхт сеулда видалишиш нутуқи сөзлиди.

1823892
җәнубий корейәдә әтә йеңи пирезидент вәзипә башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезиденти мон җаин шималий корейә билән тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқлириниң давамлаштурулишини тәләп қилди.

мон җаин корейә йерим арилини йадросизлаштуруш тиришчанлиқиниң давам қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

5 йиллиқ вәзипә өтәш муддити бойичә либерал сийасәтләрни йүргүзгән мон җаин, шималий корейәгә техиму қаттиқ позитсийә билдүрүшкә вәдә бәргән йеңи рәһбәр йон сук йеолниң вәзипә өтәш мәзгилидә қошнилири билән тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқиниң давамлаштурулишини тәләп қилди.

йон сук йеол 9-мартта өткүзүлгән пирезидент сайлимида өктичиләр арисидики хәлқниң күчи партийәсиниң намзати сүпитидә  сайламға қатнишип, 48.59% авазға еришкән иди.

йон сук йеол әтә вәзиписини башлайду.

йеңи пирезидент йонниң америка билән қойуқ мунасивәтни сақлап, шималий корейәни йадросизлаштурушни нишан қилидиғанлиқи билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر