сәуди әрәбистан падишаһи балнестқа елинди

сәуди әрәбистан падишаһи салман бин абдуләзиз бир қисим теббий тәкшүрүшләр үчүн балнестқа елинди.

1823599
сәуди әрәбистан падишаһи балнестқа елинди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хвәр агентлиқи SPA ниң хәвәр қилишичә, 86 йашлиқ падишаһ салман җиддәдики падишаһ файсал мутәхәссисләр дохтурханисиға елип берилған.

падишаһ салманниң бир қисим теббий тәкшүрүшләр үчүн дохтурханида балнестқа елинғанлиқи билдүрлгән хәвәрдә, башқа тәпсилатлар һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән.

падишаһ салман 2020-йили 20- ийулдиму бәзи тиббий тәкшүрүшләрдин өтүш үчүн дохтурханиға елип берилған вә 3 күндин кейин өт халтиси мувәппәқийәтлик оператсийә қилнған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر