блинкен пакистан ташқи ишлар министири билән телефонлашти

америка қошма иштатлири дипломатийә министири антони блинкен пакистан ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари билән телефонда көрүшти.

1823365
блинкен пакистан ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс,  бу һәқтә елан қилған байанатида, дипломатийә министири антони блинкенниң пакистан ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари билән телефонда көрүшкәнликини, телефон сөһбитидә, министир блинкенниң, икки дөләт мунасивәтлирини кәң даиридә тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқлирини, һәмдә америка қошма иштатлири билән пакистанниң афғанистанниң муқимлиқи вә терроризмға қарши күришини қоллаш әһдисигә изчил вапа қилип келиватқанлиқини тәкитлигәнликини әскәртип мундақ деди: «министир блинкен билән пакистан ташқи ишлар министири билавал бутто зәрдари йәнә, сода, селинма, енергийә, сәһийә вә маарип саһәлиридә һәмкарлиқниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләшти. бу йил америка қошма иштатлири билән пакистанниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 75 – йиллиқи болуп, һәмкарлиқимизни күчәйтишни төт көз билән күтүватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر