америка мустәқил таратқу органлириға йардәм қилиду

америка ташқи ишлар министири антони блинкен хәлқаралиқ сәһниләрдә иқтисадий қийинчилиққа йолуққан мустәқил таратқу органлириға бивастә иқтисадий йардәм қилидиғанлиқлирини билдүрди.

1821946
америка мустәқил таратқу органлириға йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен дунйа ахбарат әркинлики күнидә, пайтәхт вашингтондики чәт әл ахбарат мәркизидә муһим байанатларни елан қилди.

у ахбаратниң болупму җәң мәйданлиридики хизмәт шараитлириниң интайин қийин икәнликини билдүрүп, американиң иқтисадий қийинчилиққа дуч кәлгән мустәқил таратқуларға йардәм қилғанлиқини, охшаш вақитта йәнә, тәнқид сәвәбидин үстидин әрз қилинип, наһәқ һалда һуҗум нишаниға айланған мухбирларға вә хәвәр органлириға иқтисадий йардәм қилғанлиқиниму әскәртти.

хитайниң йуқири техникилардин мухбирларни паракәндә қилиш, назарәт қилиш, зериктүрүш вә тәһдит селиш қатарлиқ ишлар үчүн пайдилиниватқанлиқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқлирини, русийәниңму ахбарат әркинликини вә тинчлиқпәрвәр сийасий паалийәтләрни һуҗум нишани қиливатқанлиқини тәкитлиди.

у: «русийәни зораванлиқни мәқсәт қилмиған тәшкилатлар вә башқа җайлардики кишиләргә охшаш әркин пикир байан қилиш һоқуқиға игә болған рус хәлқини сүйиистемал қилишни, диктатор түзүмни ахирлаштурушқа чақиримиз. уларниңму ортақ мәқсәтләр үчүн тинчлиқ усулда йиғилиш әркинлики, пикир әркинлики, авазини очуқ-ашкара вә адил болған сайламларда чиқириш һоқуқи бар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر