русийә йапонийәниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириға ембарго йүргүзди

русийә йапонийә баш вәзири кишида фумийони өз ичигә алған йапонийәниң 63 йуқири дәриҗилик әмәлдариға ембарго йүргүзүшни қарар қилди.

1822052
русийә йапонийәниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириға ембарго йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йапонийәниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлириға ембарго йүргүзүшни қарар қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йапонийә һөкүмитиниң мисли көрүлмигән дәриҗидә русийәгә қарши туруш һәрикити башлаш, русийәгә төһмәт қилиш вә бивастә тәһдит селиш қатарлиқ «қобул қилғили болмайдиған гәп-сөзләр» гә рухсәт қилғанлиқи илгири сүрүлди.

йуқиридики һәрикәтләрниң, йапонийәниң тонулған әрбаблири, мутәхәссислири вә ахбарат вәкиллири тәрипидин қайта-қайта тәкрарланғанлиқи алаһидә әскәртилгән байанатта, токйониң бу һәқтә йахши қошнидарчилиқ мунасивәтлирини үзүшкә, русийә иқтисадиға вә русийәниң хәлқарадики образиға зийан селишқа қаритилған қәдәмләрни ташлиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, йапонийә һөкүмитиниң русийә пуқралириға қарши йолға қойған ембарголириму нәзәргә елинған һалда йапонийә баш вәзири кишида фумийони өз ичигә алған һөкүмәт әзалири вә парламент әзалиридин тәркип тапқан 63 йуқири дәриҗилик әмәлдарға ембарго йүргүзүшниң қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.

ембарго бойичә 63 йуқири дәриҗилик йапонийә әмәлдариниң русийәгә келишиниң чәклинидиғанлиқи қәйт қилинди.

ембарго йүргүзүлгән йапонийәлик әмәлдарларниң исимлики байанаттин кейин елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر