америка русийәниң тоңлитилған сәрмайисини украинаға ишлитиш мәсилисини музакирә қилмақта

америка ташқи ишлар министири антони блинкен, русийә мәркизи банкисиниң тоңлитилған мәблиғини мусадирә қилип, украинаға ишлитишкә болидиғанлиқини ейтти.

1820225
америка русийәниң тоңлитилған сәрмайисини украинаға ишлитиш мәсилисини музакирә қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: антони блинкен америка авам палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң хамчот йиғинида, америка һөкүмитиниң русийәгә қаратқан тәдбирлири тоғрисида мәлумат бәрди.

антони блинкен, «биз русийә олигархлириниң мал - мүлүк, сәйлә парахотлири, дачилири вә банка һесабатлирини мусадирә қилиш тоғрисида гәп қиливатимиз. әгәр биз бу пиринсипни қобул қилсақ, буни (русийәниң) дөләт мүлклиригиму тәтбиқлашқа боламду? чүнки нөвәттә русийә мәркизи банкисиға тәвә нурғун пул тоңлитилған һаләттә турмақта» дегән соалға, «қисқичила дейишкә тоғра кәлсә, һәә» дәп җаваб бәрди вә сөзини давамлаштуруп: «бу бизниң қануншунаслиримиздин үстидә издинишни тәләп қилған ишимиз؛ улар бу мал – мүлүкләрни мусадирә қилиш үчүн, қануний җәһәттин қандақ салаһийәтләргә игә болуш керәк? буларни мусадирә қилишла әмәс, бәлки парламент әзаси вилсонниң оттуриға қойғинидәк, уларни (украина үчүн) ишлитиш мәсилиси үстидиму издиниватиду» дегәнләрни қәйт қилди.

америка пирезиденти җо байдин, рус олигархлириниң мал – мүлүклирини мусадирә қилип, уларни украинаға ишлитиш үчүн мәмурий органларни техиму кәң һоқуқ вә салаһийәт билән тәминләйдиған қәдәмләрни ташлиғанлиқлирини вә өзлириниң бу мәсилә тоғрисида парламент билән һәмкарлишиватқанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر