америка русийәни терроризмни қоллиғучи дөләтләр тизимликигә киргүзүш мәсилисини музакирә қилмақта

америка ташқи ишлар министири антони блинкен мунасивәтлик орунларниң русийәни террорлуқни қоллайдиған дөләтләр тизимликигә киргүзүш – киргүзмәслик мәсилиси үстидә издиниватқанлиқини ейтти.

1819517
америка русийәни терроризмни қоллиғучи дөләтләр тизимликигә киргүзүш мәсилисини музакирә қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен кеңәш палатасидики хамчот йиғинида, 24-февралдин (2022) буйан давам қиливатқан русийә-украина уруши тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойди.

у җумһурийәтчиләр партийәси кеңәш палата әзаси линдсей граһамниң «русийәни террорлуқни қоллайдиған дөләтләр тизимликигә киргүзүшни ойлаватамсиләр?» дегән соалиға җаваб берип: «биз буниңға қараватимиз, адвокатлиримиз бундақ бир қәдәмниң мунасивәтлик қанунларға уйғун йаки әмәсликини җәзмләштүрүшкә тиришиватиду. әмма маңа нисбәтән, русларниң украинани террорлаштурғанлиқида шәк йоқ» деди.

русийәниң сүрийәдин кейин әмдиликтә украинада вәйранчилиққа сәвәб болуватқанлиқини әскәрткән граһам, һөкүмәтниң бу йөнилиштә ташлайдиған һәр қандақ қәдимини пүткүл кеңәш палатасиниң толуқ қоллайдиғанлиқини вә русийәниң террорлуқни қоллайдиған дөләтләр тизимликигә қайтидин киргүзүлүши керәкликини оттуриға қойди.

йәнә бир тәрәптин, антони блинкен әдлийә министирлиқиниң тоңлитилған русийә мәблиғини мусадирә қилиш – қилмаслиқ мәсилисини тәкшүрүватқанлиқини тилға алған болсиму, әмма тәкшүрүшниң тәпсилати тоғрисида мәлумат бәрмиди.

америка ташқи ишлар министири йәнә, вашингтонниң кәлгүси бир нәччә һәптә ичидә москва һөкүмитигә йеңи җазаларни йүргүзидиғанлиқини, украинадики қилмишлиридин ваз кәчмәйдиғанла болса, русийәгә қарши җаза долқунлириниң давам қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر